әли йәрликайа: йеқинқи 2 ай ичидә 119 террорчи уҗуқтурулди

ички ишлар министири әли йәрликайа йеқинқи 2 ай ичидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип берилған һәрикәттә 119 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини билдүрди.

2016553
әли йәрликайа: йеқинқи 2 ай ичидә 119 террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: министир әли йәрликайа бир хусусий телевизийә қанилиниң биваситә тарқитиш пирограммисида күн тәртипигә мунасивәтлик байанатларда болди вә соалларға җаваб бәрди.

әли йәрликайа террорлуққа қарши күрәштә биртәрәп қилинған террорчиларниң сани һәққидики соалға җаваб берип, «вәзипигә олтурғинимға 2 ай болди. бу мәзгилдә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилатиға қарши 478 шәһәр һәрикити елип бардуқ. бу һәрикәтләрдә 740 киши назарәткә елинди. уларниң 182 нәпири (мәһкимә қарари билән) қолға елинди. 88 и һәққидә әдлийә контрол қилиш қарари чиқирилди. охшаш мәзгилдә йезиларда елип берилған10 и чоң вә  83 и оттура  болуп, җәмий 24 миң107 һәрикәт елип берилди. һәрикәттә 119 террорчи бир тәрәп қилинди» деди.  

әли йәрликайа қолға кәлтүрүлгән иситихбараттин башқа йәнә назарәт қилиш иқтидари сайисида террорчиларни һәрикәт қилалмайдиған һалға чүшүрүп қойғанлиқини әскәртип, үзлүксиз һәрикәтләрни елип барғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر