нигерда һәрбийләрһакимийәтни тартивалғанлиқини елан қилди

өзлирини «дөләтни қоғдаш мәмликәтлик кеңиши (CNSP)» дәп ативалған бир гуруппа әскәр бир һәрбий базида синға елинған вә дөләт телевизийәси да тарқатқан видеода һәрбий сийасий өзгириш байаннамисини оқуди.

2016600
нигерда һәрбийләрһакимийәтни тартивалғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: лейтенант полковник амадо абдраманә оқуған байаннамисида, бихәтәрлик вәзийитиниң начарлишиши вә дөләт дуч келиватқан иҗтимаий-иқтисадий кризис сәвәбидин пирезидент муһәммәд базумниң ағдурулғанлиқи вә асасий қанунниң тоңлитилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, саәт 22:00 дин 05:00 гичә кочиға чиқиш чәклинидиғанлиқи  вә барлиқ чеграларниң тақалғанлиқи уқтурулди.

пирезидент муһәммәд базум әтигәндә пирезидентлиқ муһапизәт әтрити тәрипидин қолға елинған иди.

кишиләр сийасий өзгиришни тосуш үчүн кочиларға чиқип, базумниң қойуп берилиши үчүн намайиш өткүзгән иди.

сийасий өзгиришниң арқисида 10 йилдин буйан пирезидентниң қоғдаш әтрити қомандани болуп вәзипә өтигән генерал өмәр тичйәнниң барлиқи билдүрүлмәктә.

пирезидент базумниң йеқинда сабиқ пирезидент махамадо иссафу дәвридиму охшаш вәзипә өтигән тчйәнни вәзиписидин елип талимақчи болғанлиқи  илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر