мали фирансузчиниң рәсмий тиллиқ салаһийитини әмәлдин қалдурди

малида буниңдин кейин фирансуз тили рәсмий тил сүпитидә қоллинилмайду.

2015692
мали фирансузчиниң рәсмий тиллиқ салаһийитини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: малида 1960- йилидин буйан рәсмий тил сүпитидә қоллинилип кәлгән фирансуз тили, йеңи асасий қанунниң роһиға асасән, хизмәт тилиға айландурулди.

малида 18- ийун өткүзүлгән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидә 96.91 пирсәнт «қоллаш»қа еришип мақулланған вә асасий қанун мәһкимиси тәрипидинму қобул қилинған йеңи асасий қанунға асасән, фирансуз тилиниң рәсмий тил болуш мусаписи ахирлашти.

йеңи асасий қанунда көрситилишичә, фирансуз тили буниңдин кейин хизмәт тили сүпитидә қоллинилидикән. дөләттә ишлитиливатқан башқа 13 тил рәсмий тил салаһийитигә еришидикән.

сабиқ фирансийә мустәмликиси болған мали, 1960- йили мустәқил болғандин буйан фирансуз тилини рәсмий тил сүпитидә қоллинип кәлмәктә иди.

тәхминән 70 йәрлик тил қоллинилидиған малида, 13 тил 1982- йили чиқирилған пәрманға асасән, дөләт тили салаһийитигә еришкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر