бағдадта шивейтсийә әлчиханисиға от қойуп берилди

ирақниң пайтәхти бағдадта шивейтсийә әлчиханисиға от қойуп берилди.

2013804
бағдадта шивейтсийә әлчиханисиға от қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиә мәзһипидики диний вә сийасий рәһбәр муқтәда әссәдр рәһбәрликидики сәдр һәрикитигә қарашлиқ гуруппилар шивейтсийәниң ирақниң пайтәхти бағдадтики  әлчиханиси бинасиға бесип кирип, бир қисим җайлириға от қойуп бәрди.

сәдр һәрикити тәрәпдарлири шивейтсийәниң бағдад әлчиханиси әтрапида топлинип, шивейтсийәдики қуран кәримни көйдүрүш қилмишиға наразилиқ билдүрүшкә башлиди.

 намайишчилар әлчихана әтрапидики тосақларни бузуп, шивейтсийә һөкүмитигә қарши шоарларни товлиған һалда әлчихана һойлисиға бесип кирди, андин әлчихана бинасиниң бир қисим җайлириға ой қойуп бәрди.

ирақ ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, шивейтсийәниң бағдад әлчиханисиға от қойуп бериш қилмиши қаттиқ әйиблинип мундақ дейилди: «бу һәрикәт дипломатик вакаләтханиларға һуҗум қилиш вә бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити даирисигә кириду. һөкүмитимиз  шивейтсийәниң бағдад әлчиханисиға от қойуп бәргәнләрни тутуп, қанун бойичә җазаландурулуши үчүн, дөләт хәвпсизлик күчлиригә вәқәни тәкшүрүш тоғрилиқ йолйуруқ чүшүрди.»

сәдр һәрикити тәрәпдарлири илгириму шивейтсийә әлчиханиси бинасиға бесип кирип, намайиш өткүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر