б д т: уруш районидики парахотларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилалмаймиз

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) русийә қара деңиз ашлиқ каридори келишимини бикар қилғандин кейин, уруш районида һәрикәт қиливатқан парахотларға бихәтәрлик капалити берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

2013662
б д т: уруш районидики парахотларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилалмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: б д т байанатчиси истефан дуҗаррик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, б д т баш катипи антонийо гутерресниң украина билән русийәниң ашлиқ вә оғутини дунйа базириға йәткүзүш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини тәкитләп: «йемәклик мәсилиси баш катипиға нисбәтән сәл қарашқа болмайдиған муһим мәсилә» деди.

дуҗаррик ашлиқ експурти мәсилиси тоғрисида охшимиған пикирләрниң оттуриға қойулғанлиқиға ишарәт қилип, русийәниң парахотларға һуҗум қилиш мумкинчиликигә қарита: «бу бир уруш райони, һечким баш катиптин бихәтәрлик капалити тәләп қилалмайду» деди.

дуҗаррик бирләшмә маслаштуруш мәркизидики хизмәтчиләрниң пикир – мәслиһәт билән тәминләш үчүн истанбулда турушни давамлаштуруватқанлиқини билдүрүп: «бизниң қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң нишани вә русийә билән түзүлгән келишимгә болған садақитимиз давам қилмақта» деди.

у русийәниң келишим даирисидики тәлипи тоғрисида болса, гутерресниң һазирғичә зөрүр тиришчанлиқларни көрсәткәнликини, әмма униң банка қаидилири йаки суғурта базири қатарлиқ охшимиған мәсилиләрни контрол қилалмайдиғанлиқини тәкитләп: «бизниң вәзипимиз башқиларниң ишикини чекиш вә биз шундақ қилдуқ, буниңдин кейинму шундақ қилишни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر