тәйвәндики мустәқиллиқ қоллиғучилириниң рәһбири америкада зийарәттә болиду

хитай тәйвәндики мустәқиллиқ қоллиғучилириниң рәһбири ләй чиң тениң келәр ай америкада зийарәттә болушидин қаттиқ әндишә қилмақта.

2013130
тәйвәндики мустәқиллиқ қоллиғучилириниң рәһбири америкада зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвәнниң һазирқи муавин пирезиденти вә кәлгүси пирезидентлиқ сайлиминиң намзатлиридин бири болған ләй чиңтениң келәр ай ишқа ашуруши пиланлиниватқан америка зийарити сәвәбидин хитай америкаға наразилиқ нотаси тапшурди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мав ахбарат елан қилиш йиғинида, «америка билән тәйвән оттурисидики һәрқандақ рәсмий мунасивәткә қарши туридиғанлиқини» билдүрди вә мәзкур зийарәт сәвәбидин америкаға наразилиқ нотаси тапшурулғанлиқини әскәртти.

мав тәйвәндики «бөлгүнчи рәһбәр намзати» ниң пиланлиқ зийаритигә мунасивәтлик әһвалларни йеқиндин көзитиватқанлиқини әскәртип, дөләтниң миллий игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаш үчүн қәтий вә күчлүк тәдбирләрниң йолға қойулидиғанлиқини ейтти.

мав: «биз тәйвәндики мустәқиллиқ қоллиғучилириниң һәр қандақ нам  билән вә һәр қандақ сәвәб билән американи зийарәт қилишини вә американиң бу бөлгүнчиләргә һәмдә уларниң бөлгүнчилик паалийәтлиригә көз йумушини вә қоллап - қуввәтлишини рәт қилимиз» деди.

анализчилар ләй чиң-тениң тәйвәндә 1-айда өткүзүлмәкчи болған пирезидентлиқ сайлимида әң йақтурилидиған намзатлардин бири болуши сәвәбидин мәзкур америка сайаһитиниң «символлуқ» алаһидиккә игә болидиғанлиқини билдүрмәктә.

хитай һәм тәйвән пирезиденти сәй йиңвенни, һәм  муавин пирезидент болған ләй чиң тени «бөлгүнчи» дәп әйибләп, улар билән алақилишишни рәт қилип кәлмәктә.

ләй чиң тениң америка зийарити һәққидә тәпсилий мәлумат берилмиди.  

тәйвәнниң муавин ташқи ишлар министири александер таһ рай бу сайаһәтниң «өткән йилларда җәнубий вә оттура америкада елип берилған сайаһәтләрдикигә охшаш пиланлинидиғанлиқини шундақла американиң транзит (өткүнчи) бекәт болидиғанлиқини  билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر