нигерийәдә җиддий һаләт елан қилинди

нигерийәдә йемәк-ичмәк бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн җиддий һаләт елан қилинди.

2011224
нигерийәдә җиддий һаләт елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләтлик таратқусидики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, пирезидент бола әһмәт тинубу йеза игилики вә су мәнбәлири министирлиқлирини өз ичигә алған һалда барлиқ дөләт органлириға, йемәк-ичмәк ишләпчиқириш, баһалирини мувапиқ сәвийәгә кәлтүрүш тоғрисида пәрман чүшүрди.

пирезидент бола әһмәт тинубу йемәк-ичмәк бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн җиддий һаләт елан қилип, йемәк-ичмәк баһалирини пиланлиқ һалда назарәт қилиш вә тәңшәш үчүн «дөләтлик күндилик турмуш маллири кеңиши» қурушни қарар қилди.

нигерийәдә бу йил (2023) бойичә йеза игилики ишләпчиқиришиниң ешиши вә деһқанлар бихәтәрликиниң капаләткә игә қилиниши үчүн муһим бихәтәрлик тәдбирлири йолға қойулиду.

бу йил май ейида пирезидентлиқ вәзиписини тапшурувалған тинубу нефит мәһсулатлириға қойулған толуқлима пулни әмәлдин қалдуруши, мал баһасиниң өсүп кетишини кәлтүрүп чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر