украина уруш давамлишиватқан бир вақитта, натоға әза болалмайду

нато баш катипи столтенберг украинаниң русийәгә қарши уруши давамлишиватқан вақитта, натоға әза болалмайдиғанлиқини билдүрди.

2010196
украина уруш давамлишиватқан бир вақитта, натоға әза болалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг түнүгүн (2023-йили 11-ийул) литванийәдә өткүзүлгән нато башлиқлар йиғининиң биринчи күнидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у йиғинда украинаға муһим һәрбий йардәмләрни қилиш үстидә келишим һасил қилинғанлиқини, сийасий мунасивәтләрни күчәйтиш үчүн нато-украина кеңишиниң қурулғанлиқини билдүрүп, рәһбәрләрниң украинаниң натоға әза болушини музакирә қилғанлиқини қәйт қилди.

у украина үчүн бәзи сийасий вә һәрбий шәртләрни өз ичигә алған әзалиқ пиланини әмәлдин қалдуруп, әзалиқ мусаписини икки басқучтин бир басқучқа қисқартқанлиқини ейтти.

у мундақ деди:

«иттипақдашлар пикир бирликигә кәлгәндә вә шәртләр орунланғанда, украинаға натоға әза болуши үчүн тәклип әвәтидиғанлиқимизни ениқ оттуриға қойдуқ.»

у «украинаниң бойсунуши керәк болған, әмма кәм қалған мәсилиләрник қайсилар» икәнлики соалиға җаваб бәргәндә мундақ дәп көрсәтти:

«икки амил бар. биринчиси, мудапиә вә бихәтәрлик органлирини қанчилик заманвийлаштуралайду, чирикликкә қарши күрәшни өз ичигә алған һалда башқуруш ишлирини қандақ күчләндүриду. булар нато һәр қетим кеңәйгәндә ойлишидиған мәсилиләр һесаблиниду. чүнки йахши башқуруш вә мудапиәси күчлүк бихәтәрлик органлириниң болушини тәләп қилимиз. буниңдин башқа йәнә, нато билән бирликтә хизмәт қилалайдиған қораллиқ қисим тәләп қилимиз. мудапиә вә бихәтәрлик органлириниң заманивийлаштурулуши үчүн нурғун йил сәрп қилинидиған пирограммалар арқилиқ бирликтә хизмәт қилимиз.

иккинчи амил болса, украинада давамлишиватқан уруш һесаблиниду. украина әскәрлири пүткүл дунйани тәсирләндүргән җасаритини намайан қилди. бирақ, иттипақдашларниң һәммиси уруш давамлишиватқан бир вақитта, украинани әзалиққа қобул қилмаслиқ тоғрисида охшаш пикиргә игә.»

бу җәрйанда, украина пирезиденти володимир зеленский литванийә пайтәхтидә өткүзүлгән украинаниң натоға әза болушини қоллаш консертиниң ечилишида қилған сөзидә, натониң украина бихәтәрликини капаләткә игә қилидиғанлиқини, украинаниңму натони техиму күчләндүридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر