медведев: «үчинчи дунйа уруши йеқинлашмақта»

русийә бихәтәрлик кеңишиниң муавин рәиси димитри медведев шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида елинған украинаға қорал йардимини көпәйтиш қарариға наразилиқ билдүрүп, «бу айиғи йоқ коча, үчинчи дунйа уруши йеқинлашмақта» деди.

2010163
медведев: «үчинчи дунйа уруши йеқинлашмақта»

түркийә авази радийоси хәвири: русийә бихәтәрлик кеңишиниң муавин рәиси медведев йазма байанат елан қилип, литванийәниң пайтәхти вилнйуста өткүзүлгән нато рәһбәрлири йиғини үстидә тохталди.

медведев украинаниң натоға қобул қилинмаслиқи мумкинликини илгири сүрүп: «иттипақтики реализмчиларниң йуқири авазда дейиштин қорқидиғини әслидә дәл мушу. буниңдин башқа йәнә, украинаға қорал-йарағ, башқурулидиған бомба, мискәт бомбилири вә айропиланлар болуп, мумкин болған барлиқ йардәмләр һәр җәһәттин күчийиду» деди.

медведев ғәрбниң «алҗиған» лиқини тәкитләп, «алҗиған ғәрб, башқа һечнимини ойлийалмайду. бу бир айиғи йоқ коча, үчинчи дунйа уруши йеқинлашмақта» деди.

бу нәтиҗиләрниң русийәгә болған мәнисиниңму интайин ениқ икәнликини тәкитлигән медведев йәнә мундақ деди:

«алаһидә һәрбий һәрикәт охшаш нишан билән давамлишиду. булардин бирси, биз баштин-ахир тәкитләп кәлгән кийев натсистлар гурупписиниң натоға әза болушиниң рәт қилиниши вә бу мумкин әмәс. шуңа, бу гуруппини йоқитишқа тоғра келиду, мана бу мумкин вә зөрүр.»

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захароваму иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, натониң литванийәдики башлиқлар йиғинида елан қилған байанатида, иттипақниң русийә билән тоқунушниң койида әмәсликини билдүргәнликини әкәртип: «әлвәттә, нато русийә билән тоқунушниң койида әмәс, нато пәқәт тоқунушқа қатнашмақта» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر