кувәйт шивейтсийәдә қуран кәрим тарқитиду

кувәйт һөкүмити шивейтсийәдә тарқитиш үчүн 100 миң нусха қуран кәримни шивейтсийә тилида нәшир қилишни қарар қилди.

2009785
кувәйт шивейтсийәдә қуран кәрим тарқитиду

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйтниң куна агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кувәйт министирлар кеңишиниң һәптилик йиғинида, шивейтсийә хәлқигә исламниң хуш пеиллиқ дини икәнликини намайан қилиш үчүн, бу дөләттә қуран кәримни тарқитиш тоғрилиқ қарар чиқирилған.

кувәйт баш министири шәйх әһмәд нәвваф әләһмәд әссабаһниң йолйоруқиға асасән, 100миң нусха қуран кәрим шивейтсийә тилида нәшир қилинидикән.

қуран кәримниң шивейтсийә тилидики тәрҗимиси  кувәйт ташқи ишлар министирлиқиниң рийасәтчиликидә шивейтсийәдә тарқитилидикән. шундақла шивейтсийәликләргә исламниң сөйгү вә хуш пеиллиқ дини икәнлики тәшвиқ қилинидикән. бу паалийәтләр арқилиқ ислам дининиң қиммәт өлчәмлири вә пиринсиплири тонуштурулидикән, һәмдә исламниң пүткүл инсанийәтниң бирликтә йашишиға капаләтлик қилишни нишан қилидиған бир дин икәнлики оттуриға қойулидикән.

шивейтсийәниң пайтәхти стокһолмда, әсли ирақлиқ салван момика 28-ийун күни стокһолм җамәсиниң алдида сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни  көйдүргәниди.

бу вәқә түркийәни өз ичигә алған хәлқара җәмийәтниң қаттиқ наразилиқини қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر