орбан: шиветсийәниң нато әзалиқи мәсилисидә түркийә билән алақилишиватимиз

венгирийә баш министири вектор орбан, дөлитиниң шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши мәсилисидә һәм нато һәмдә түркийә билән алақилишишни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

2008668
орбан: шиветсийәниң нато әзалиқи мәсилисидә түркийә билән алақилишиватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: австрийә пайтәхти вийеннада зийарәттә болған орбан мухбирларниң шиветсийәниң натоға әза болуши тоғрисидики соаллириға җаваб берип: «биз бу мәсилидә нато баш катипи (йенс столтенберг) вә түркийә билән мунтизм алақилишиватимиз, биз бирәр иш қилғанда сөһбәтлишимиз вә венгирийә қарарини кечиктүрмәйду» деди.

венгирийә һөкүмитиниң шиветсийәниң натоға әза болуши тоғрисида иҗабий қарар чиқарғанлиқини вә бу дөләтни қоллайдиғанлиқини билдүргән орбан, бу қарарниң техи парламент тәрипидин мақулланмиғанлиқини ейтти.

  2022 - йили 18- май натоға әзалиқ илтимаси сунған шиветсийәниң тәлипи, террорчиларни қоллиғанлиқи үчүн, түркийәниң рәт қилишиға учримақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر