зелениский: тутқун қилип кетилгән 200 миң пәрзәнтимизниң из - дерики йоқ

украина пирезиденти виладимир зеленский русларниң украиналиқ балиларни тутқун қилғанлиқини билдүрди.

2008460
зелениский: тутқун қилип кетилгән 200 миң пәрзәнтимизниң из - дерики йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский булғарийә пайтәхти софийәдә булғарийә баш министири николай денков, ташқи ишлар министири марийа габриел вә һөкүмәт әзалири билән көрүшти.

у украина булғарийә баш министирлиқ мәһкимисидики йиғиндин кейин байанат елан қилип, русийәниң украина хәлқигә «ирқий қирғинчилиқ» йүргүзгәнликини ейтти.

русларниң украиналиқ балиларни тутқун қилғанлиқини билдүргән зеленский: «биз тутқун қилип кетилгән 200 миң пәрзәнтимизниң из- дерикини билмәймиз» деди.

зеленский булғарийә парламентиниң қарариға асасән украинаға берилидиған һәрбий - техника йардәм пилани тоғрисида тохтилип: «биз һуҗум әмәс, мудапиә йардәм пилани һәққидә؛ балилиримизму зәрбә обйекти қилинған коллектип қирғинчилиққа қарши бир мудапиә һәққидә тохтиливатимиз. зәмбирәкләр һуҗум қилиш үчүн әмәс, дүшмән бизгә кәлмисун дәп ишлитиливатиду. улар (руслар) пуқраларға қаритип оқ чиқириватиду. бүгүн шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әзаси болған полша чеграсиға йеқин лвовда пуқраларни өлтүрди. барлиқ кишиләрниң өзини қоғдаш һоқуқи бар» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر