пакистанда  шиддәтлик йамғур сәвәбидин 17 адәм қаза қилди

пакистанда түнүгүндин башлап йағқан пәсиллик шиддәтлик йамғур сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң сани 17 гә йәтти.

2008442
пакистанда  шиддәтлик йамғур сәвәбидин 17 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвиригә қариғанда, пәнҗап өлкисидики пәсиллик шиддәтлик йамғур күндилик һайатни паләч әһвалға чүшүрүп қойған.

лаһорда бир өйниң өгзиси өрүлүп чүшүш сәвәбидин 4 адәм һайатидин айрилған, 14 адәм йариланған.

лаһорниң һәрқайси җайлирида пәсиллик шиддәтлик йамғур сәвәбидин үч адәм қаза қилған.

шуниң билән, түнүгүндин башлап йағқан пәсиллик шиддәтлик йамғур сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң сани 17 гә йәткән.

алақидар тармақлар кәң хәлқ аммисини җелум вә ченбад дәрйалириниң тешип кетиш хәвпиниң барлиқи тоғрилиқ агаһландурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر