макрон җәмийәт тәртипини әслигә кәлтүрүш пәрмани чүшүрди

фирансийә пирезиденти макрон һөкүмәткә җәмийәт тәртипини әслигә кәлтүрүш үчүн барлиқ ишларни қилиш пәрманини чүшүрди.

2006137
макрон җәмийәт тәртипини әслигә кәлтүрүш пәрмани чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә алҗирийә пуштидин болған бир йашниң өлтүрүлүши билән башланған намайишлар давамлашмақта.

түнүгүн кечә (2-ийул) нантерра шәһиридә өткүзүлгән намайишларда, 49 киши қолға елинди. буниң билән намайишлар партлиған 27-ийундин буйан қолға елинғанларниң сани 3 миңға йеқинлашти.

леон шәһиридә, сақчилар йаш аққузуш бомбиси етип, намайишчиларни тарқитивәтти.

пирезидент макрон вәзийәтни музакирә қилиш үчүн баш министир елисабет борне, ички ишлар министири герәлд дарманинни өз ичигә алған министирлар билән елсий сарийида көрүшти.

у министирларға, җәмийәт тәртипи вә хатирҗәмликни әслигә кәлтүрүш үчүн барлиқ ишларни қилиш пәрманини чүшүрди.

у йәнә, фирансийәдә йүз бериватқан ишларни чүшиниш үчүн узун муддәтлик тәтқиқат хизмәтлирини башлашни тәләп қилди.

фирансийәдә намайишлар давамлишиватқан бир пәйттә, җенидин айрилған йаш наелниң чоң аниси надийа фирансийә телевизийәсидә намайишчиларни сүкүткә чақирди.

фирансийәдә 27-ийун (2023) нантерра шәһиридә сақчиларниң үч киши олтурған бир аптомобилға оқ чиқириши нәтиҗисидә, аптомобилниң һәйдигүчиси  17 йашлиқ наел м. җенидин айрилған иди.

наелниң өлүмигә наразилиқини билдүргән кишиләр, охшимиған шәһәрләрдә намайиш өткүзүп сақчилар билән тоқунушқан иди.

наелни өлтүргән сақчи хизмитидин тохтитилғандин кейин, сотлаш қарари чиқирилған иди.

париж, марсилйа, леон қатарлиқ шәһәрләрдә өткүзүлгән намайишларда, магезинларни булаш вәқәлири көрүлгәнликтин, 10 дин артуқ шәһәрдә шу йәр вақти 21.00 дин кейин кочиға чиқиш чәкләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر