еммануел макрон фирансийәдики һадисиләр  түпәйлидин германийә зийаритини кечиктүрди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон бир йашниң сақчи оқида қаза қилиши сәвәбидин йүз бәргән һадисиләр  түпәйли 2- ийулдин 4-ийулғичә германийәдә елип бармақчи болған зийаритини кечиктүрди.

2005797
еммануел макрон фирансийәдики һадисиләр  түпәйлидин германийә зийаритини кечиктүрди

түркийә авази радйоси хәвири:  нәнтерре шәһиридә 27- ийунда наел м исимлик ​​йаш шопур сақчиниң оқи билән өлгәндин кейин, пүтүн дөләт миқйасида һәр күни кәчтә намайиш өткүзүлмәктә.

фирансийәниң <BFMTV> қанилиниң хәвиригә асасланғанда, макрон дөләттики зораванлиқ вәқәрлири сәвәбидин 2-ийулдин 4-ийулғичә германийә елип бармақчи болған зийаритини кечиктүргән.

елисе сарийидин фирансийә қанилиға берилгән байанатта, макрон билән германийә пирезиденти франк-валтер стейнмейерниң көрүшкәнлики билдүрүлди.

байанатта, макронниң дөләтниң ички вәзийити сәвәбидин алдимиздики күнләрдә фирансийидә қелишни халиғанлиқи билдүрүлди вә макронниң германийә зийаритини кечиктүрүши һәққидә икки пирезидентниң келишкәнлики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر