шивейетсарийәдә айродором хадимлири иш ташлап, онлиған нөвәтчи айропилан әмәлдин қалди

шивейетсарийәниң җәнвә шәһиридә айродором хадимлири иш ташлиғанлиқи сәвәбидин онлиған нөвәтчи айропилан әмәлдин қалдурулди.

2005805
шивейетсарийәдә айродором хадимлири иш ташлап, онлиған нөвәтчи айропилан әмәлдин қалди

түркийә авази радйоси хәвири:  шивейетсарийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, шивейетсарийәниң әң ават иккинчи айродороми болған җәнвә айродроми (GVA) дики паспорт контрол қилиш хадимлири вә бихәтәрлик хадимлиридин тәркиб тапқан тәхминән 1000  ға йиқин киши иш ташлиғанлиқи сәвәбидин айропилан қатниши ақсап қалған.

айродором иҗраийә һәйити билән аммиви мулазимәт ишчилар уйушмиси (VPOD) оттурисида ишчи-хизмәтчиләрниң маашини өстүрүш тоғрисида келишим һасил қилинмиғанлиқи сәвәбидин үлүшкүн айродором хадммлири шу йәрниң вақти әтигән саәт 04.00 дә иш ташлашни башлап, бүгүнгә қәдәр узартишни қарар қилған.

айродором башқуруш идариси 8 миң йолучиниң әмәлдин қалдурулған нөвәтчи айропиланларниң еғир тәсиригә учриғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر