түркийә рәһбәрлири ройтерс агентлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

ройтерс агентлиқиниң дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә аилисини һуҗум нишани қилған хәвиригә, түркийә рәһбәрлири қаттиқ наразилиқ билдүрди.

2004586
түркийә рәһбәрлири ройтерс агентлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийә  муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, ройтерс агентлиқиниң хәвирини қаттиқ әйибләп мундақ деди: «шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини һарписида җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң оғли һөрмәтлик билал әрдоған әпәнди һәққидә алдамчилиқ билән сахта хәвәр тарқатқан ройтерс агентлиқини қаттиқ әйибләймән. һәммә шуни билиши керәкки, түркийә җумһурийити хәлқара қанунға асасән өзиниң миллий мәнпәәтлирини чиқиш нуқта қилған һалда һәрикәт қилиду.»

түркийә әдлийә министири йилмаз тунч аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, ройтерс агентлиқини әйибләп мундақ деди: «бу ойдурма хәвәр ахбарат әркинликиниң чәк - чеграсидин һалқип кәткәнликиниң әң рошән намайәндиси болуп, бу хәвәр тәтүр тәшвиқаттин башқа нәрсә әмәс.»

«әй ройтерс агентлиқи! хәвириңларда һәм <бу хәвәрниң растлиқини җәзмләштүрәлмидуқ> дәпсиләр, һәмдә шундақ болушиға қаримай җәзмләштүрәлмигән мәзмунларни хәвәрләштүрүш арқилиқ җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған вә униң аилисидикиләрниң шан – шәрипини дәпсәндә қилиш үчүн суйиқәст қилмақчи болупсиләр. һалбуки, демократик дөләтләр вә хәлқара қанунларда ахбарат әркинликиниң чәк – чегралири интайин ениқтур. бу нуқтидин елип ейтқанда, сахта хәвәрләр арқилиқ шәхсий һәқ – һоқуқларниң дәпсәндә қилинишини қәтий қобул қилғили болмайду.»

түркийә җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун ройтерс агентлиқиниң мәзкур хәвириниң тәтүр тәшвиқатниң мәһсули икәнликини әскәртип мундақ деди: «ройтерс агентлиқиниң асассиз дәвалар вә тәтүр тәшвиқатлар билән толуп ташқан аталмиш хәвири ахбарат тарихидики қара дағ, шундақла 171 йашлиқ тарихқа игә ройтерс агентлиқиниң  өзини очуқ-ашкара һалда кәмситкәнликиниң ечинишлиқ мисалидур.»

«шуни алаһидә тәкитләп өтимизки, түркийәгә бесим ишлитиш мәқситидә түркийәгә қарши бир қисим җәмийәтләр, шәхсләр вә ахбарат органлири тәрипидин тарқитиливатқан бу ойдурма хәвәр түркийәниң пиринсипал мәйданиға һәргизму зийан йәткүзәлмәйду.»

у бу ойдурма хәвәрниң шималий атлантик әһди тәшкилати-нато башлиқлар йиғини һарписида тарқитилишиниң диққәт қозғайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر