һондураста йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 11 киши қаза қилди

оттура америка дөлити һондурасниң шималида бир билйартханиға қилинған қораллиқ һуҗумда 11 киши қаза қилди.

2004231
һондураста йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 11 киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири:  һондурас йәрлик мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, кортис өлкисигә қарашлиқ чолома шәһиридә бир билйартханиға қораллиқ кишиләр бесип кирип, әтрапқа қалаймиқан оқ чиқарған вә бир айални қошқанда, җәмий 11 кишини өлтүргән, нурғун кишини йариландурған.

һондураста 20 - ийунда айаллар түрмисидә топилаң йүз бәргән болуп, 46 айал мәһбус өлтүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر