байдин американиң украинани қоллаштики тәврәнмәс мәйданини тәкрарлиди

америка пирезиденти җо байдин украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда көрүшүп, американиң украинаға болған тәврәнмәс қоллишини тәкрарлиди.

2004277
байдин американиң украинани қоллаштики тәврәнмәс мәйданини тәкрарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда көрүшти.

ақсарай байдин-зеленский телефон сөһбити тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, икки рәһбәрниң украинаниң русийәниң таҗавузчилиқиға қарши өзини қоғдиши мәсилилирини музакирә қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, байдинниң американиң украинаға болған тәврәнмәс қоллишини тәкрарлап, бихәтәрлик, иқтисадий вә инсанпәрвәрлик йардәмлирини давамлаштуридиғанлиқини билдүргәнликини әскәртти.

байанатта йәнә, байдин билән зеленскийниң украинаниң русийәгә қарши башлиған қайтурма һуҗумлирини вә русийә вәзийитини муһакимә қилғанлиқи билдүүрлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر