«вагнер кризиси» сәвәбидин австрийә пуқралирини русийәгә бармаслиқ һәққидә агаһландурди

австрийә пуқралириниң русийәдики «вагнер кризиси» сәвәбидин русийәниң болупму украина чеграсиға йеқин шәһәрлиригә бармаслиқи керәклики һәққидә агаһландурди.

2004029
«вагнер кризиси» сәвәбидин австрийә пуқралирини русийәгә бармаслиқ һәққидә агаһландурди

түркийә авази радйоси хәвири:  австрийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, русийәгә қарита қисмән сайаһәт агаһландуруши елан қилинип, болупму русийәниң  украина чеграсидики районларға бармаслиқи тәләп қилинди.

министирлиқ австрийә пуқралириниң болупму чеградики ростов шәһиридин узақ туриши керәкликини алаһидә тәкитлиди.

байанатта, вәқәләрни мәтбуатлардин йеқиндин көзитиши вә зөрүр тепилғанда австрийәниң москвада турушлуқ баш әлчиханиси билән алақилишиши лазимлиқи тәвсийә қилинди.

бу җәрйанада баш министир карл нехаммерму русийәдики вәқәләргә алақидар йавропа иттипақи сәвийисидә дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән кеңәш өткүзиватқанлиқини билдүрүп, «йадро қоралларниң хата кишиләрниң қолиға чүшмәслики керәклики» мәсилисиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини ейтти.

әнгилийә ташқи ишлар министиилиқиму русийәгә сайаһәткә барслиқ һәққидики  агаһландурушини йеңилиди.

байанатта, русийәниң украина чеграси, москва, сант петирсбург вә ростовға бармаслиқ һәққидики сайаһәт агаһландурушини қайта тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر