сүрийә армийәси идлибқа һуҗум қилип, пуқраларниң өлүш вә йарилинишини кәлтүрүп чиқарди

сүрийә армийәсиниң һәләб вилайитиниң кәфәрнуман йезисиға қилған һуҗумида дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда, төт пуқра һайатидин айрилған, сәккиз пуқра йариланған.

2002910
сүрийә армийәси идлибқа һуҗум қилип, пуқраларниң өлүш вә йарилинишини кәлтүрүп чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң һәләб вилайитиниң кәфәрһәләб йезисида турушлуқ сүрийә армийәси билән иран қоллаватқан чәт әллик террурчи унсурлар һәләбниң ғәрбидики аһалиләр олтурақ районлирини оққа тутти.

пуқрави мудапиәлиниш мәнбәлири, һуҗумда дәсләпки ениқлашларға қариғанда, төт пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини, сәккиз пуқраниң йариланғанлиқини билдүрди.

йариланғанларниң дохтурханиларда балнистқа елинғанлиқи؛ һуҗумлар давамлишиватқан болғачқа, қаза қилған вә йариланғанлар саниниң көпийип кетишидин әндишә қилиниватқанлиқи қәйт қилинди.

ундин башқа, түнүгүнму сүрийә армийәси идлибниң шәрқидики китйән, маратнасан вә җәнубидики бәйнин йезилириға зәмбирәкләрни ишлитип һуҗум қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر