столтенберг: хам әшйада хитайға тайинишни тәрәққий қилдурмаслиқ керәк

нато баш катипи столтенберг иттипақниң армийәдики һәрбий үнүмини төвәнләтмәстин, килимат өзгиришигә қарши туруш нишани билән маслишиши керәкликини билдүрди.

2003006
столтенберг: хам әшйада хитайға тайинишни тәрәққий қилдурмаслиқ керәк

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг белгийә пайтәхти бирйусселда мәркизи америкаға җайлашқан германийә маршал фонди уйуштурған «килимат вә хәвпсизлик конферанси» да сөз қилди.

у сөзидә, килимат өзгиришигә тақабил туруш вә иттипақдашларниң бихәтәрлики үчүн «йешил енергийә» гә өтүшни капаләтләндүрүшниң муһимлиқини тәкитлиди.

у натониң һәрбий үнүмигә тәсир йәткүзмәй, армийәниң күчлүк болғинидәк «йешил» болуши керәкликини илгири сүрди.

у танкилар, һәрбий парахотлар вә һәрбий айропиланларниң «килимат дости әмәс» ликини, уларниң ташқа айланған йеқилғудин көп пайдилинидиғанлиқини билдүрүп: «әгәр биз йәр шарида булғима газ қойуп беришни нөлгә чүшүрүшни әмәлгә ашурмақчи болсақ, һәрбий паалийәтләрдә қойуп берилидиған булғима газ миқдарини азайтишимиз керәк. шуңа, биз техникини тәрәққий қилдурушимиз керәк» деди.

у натониң бу җәһәттә тоғра йолда икәнликини әскәртип, канадада йеңилиқ йаритиш мәблиғигә игә килимат өзгириш мәркизиниң барлиқини, бу йәрдә һәрбий иқтидарға пайдисиз тәсир көрсәтмәстин, булғимини азайтишниң йоллири үстидики тәтқиқатларниң вә анализларниң көпийиватқанлиқини қәйт қилди.

у украина урушиниң, енергийә бихәтәрлики билән килимат өзгиришигә қарши турушниң қанчилик зич бағланғанлиқини көрситип бәргәнликини тәкитләп, русийәниң нефит вә тәбиий газиға тайинишни азайтип, қайта һасил болидиған енергийәгә мәбләғ селишниң муһимлиқини тәкитлиди.

у буниң билән бир вақитта йәнә,  иттипақдашлирини хам әшйада хитайға охшаш дөләтләргә тайинишни тәрәққий қилдурмаслиқ керәклики тоғрисидиму агаһландурди.

у йавропа иттипақи билән америка вә натониң өзгичә хам әшйа ишләпчиқириш вә қайси техникиларни ишлитиш мәсилисидә һәмкарлишиши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر