путин: әң муһим вәзипимиз йадро күчимизни тәрәққий қилдуруш

виладимир путин русийәниң йадро күчини тәрәққий қилдүрүшни әң муһим вәзипә дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

2002883
путин: әң муһим вәзипимиз йадро күчимизни тәрәққий қилдуруш

түркийә авази радийоси хәвири: путин русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил сарийида һәр қайси һәрбий мәктәпләрни әлачи пүттүргән йаш офитсерлар билән көрүшүп, уларни тәбриклиди һәмдә армийәни күчәйтиш йолида қилинған хизмәтләр һәққидә мәлумат бәрди.

путин армийәни күчәйтиш вә дөләтниң бихәтәрликини сақлашниң баштин- ахир муһим орунни игиләп кәлгәнликини, буниңдин кейинму шундақ болидиғанлиқини тәкитлиди.

русийәниң йеңи хирислар вә украинада елип бериватқан «алаһидә һәрбий һәрикәт» тәҗрибисини йәкүнләп, армийәни давамлиқ омумйүзлүк тәрәққий қилдуридиғанлиқлирини билдүргән путин: «бизниң әң муһим вәзипимиз русийәниң бихәтәрлики вә йәр шари муқимлиқиниң асаслиқ капалити болған йадро күчимизниң тәрәққий қилдурулуши. башқурулидиған бомба қисимлиримизниң йеримиға йеқини әң йеңи йарс әслиһәлири билән қоралландурулди. армийәмиз авангарт һипәрсоник уруш оқ бешиға игә заманиви башқурулидиған бомба системилири билән қайтидин қоралландурулмақта. йеқин кәлгүсидә йеңи еғир типтики башқурулидиған бомбилар үчүн лайиһәләнгән сармат қойуп бериш супилири җәң вәзиписини үстигә алиду» дегәнләрни қәйт қилди.

виладимир путин йадро қисимлириниң һава вә деңиз васитилириниң оқ - дора амбириниңму йеңиланғанлиқини тилға елип: «русийәниң йадро күчи истратегийәлик тәһдитләрни үнүмлүк вә ишәнчлик бир тәрәп қилип, йәр шариниң күч тәңпуңлуқини сақлашни имканийәткә игә қилиду» деди.

учқучисиз һава аппаратлириниң уруштики әһмийити һәққидиму тохталған пирезидент путин, уларни түркүмләп ишләпчиқирип, барлиқ һәрбий қисимларға тарқитип беридиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر