париждики партлашта йариланғанларниң сани 37 гә йәтти

фирансийәниң пайтәхти парижниң 5-районидики бир бинада йүз бәргән партлашта, йариланғанларниң сани 37 гә йәтти.

2002975
париждики партлашта йариланғанларниң сани 37 гә йәтти

түркийә авази радйоси хәвири: фирансийә ички ишлар министири гералд дарманин парижниң 5-районидики партлашта төт киши еғир болуп, җәмий 37 кишиниң йариланғанлиқини, еғир йариланғанларниң һайати хәвп астида икәнликини билдүрди.

дарманин гәрчә ениқ болмисиму икки кишиниң йоқап кәткәнликини, партилаштин илгири һечқандақ агаһландуруш берилмигәнликини вә партлашниң немә сәвәбтин келип чиққанлиқи һәққидиму мәлумати йоқлуқини ейтти.

пирезидент еммануел макрон твиттердики байанатида, пүтүн ой-пикириниң йаридарлар вә йоқап кәткәнләр үстидә икәнликини билдүрди.

париж 5-райониниң башлиқи едовард сивел твиттерда елан қилған байанатида, вал де грәйс мәһәллисидә газ чиқип кетиш сәвәбидин партлаш йүз бәргәнликини билдүрди.

париж тәптиш мәһкимиси болса, партлаш сәвәбиниң техичә ениқ әмәсликини елан қилди.

париж сақчи идарисиниң башлиқи лорент нунез партлашниң сайнт җак кочисидики мода мәктипи бар бинада йүз бәргәнликини уқтурди.

лорент нунез партлаш сәвәбидин от апити йүз бәргәнликини вә от өчүрүш әтритиниң отниң йан тәрәптики икки бинаға тутишип кетишиниң алдини алғанлиқини билдүрүп, бу бинадикиләрниң партлашниң тәсиригә учриғанлиқи үчүн тарқақлаштурулғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر