һондурастики айаллар түрмисидә топилаң чиқип 46 айал мәһбус қаза қилди

һондурас түрмисидә йүз бәргән тоқунушта 26 айал көйдүрүлүп, йәнә 20 айал қорал йаки пичақ билән өлтүрүлди.

2002998
һондурастики айаллар түрмисидә топилаң чиқип 46 айал мәһбус қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: һондурастики айаллар түрмисидә йүз бәргән уруш - җедәлдә қаза қилған мәһбусларниң сани 46 гә йәтти.

пайтәхт тегусигалпаға қарашлиқ тамара йезисиға җайлашқан айаллар түрмисидә түнүгүн (21-ийун) йүз бәргән җедәл вә тоқунушта, йәнә бәш айал мәһбус қаза қилди.

мара салватруча шайкиси билән баририйо 18 шайкиси оттурисида йүз бәргән тоқунушта, 26 айал отта көйдүрүлүп, йәнә 20 айал қорал йаки пичақ билән өлтүрүлди. мәһбусларниң камерлириға солап от қойуп берилгәнлики, йариланған йәттә айалниң дохтурханида давалиниватқанлиқи билдүрүлмәктә.

бу җәрйанда пирезидент шйомара кастро вәқәләргә қарита «интайин қорқунчлуқ» дәп баһа бәрди.

кастро бу топилаңни коча шайкилириниң бихәтәрлик хадимлириниң мәлумати вә рухсити билән пиланлиғанлиқини ейтти вә бихәтәрлик министири рамон сабиллонни вәзиписидин елип ташлап, униң орниға сақчи башлиқи густав санчезни тәйинлиди.

йәнә бир тәрәптин, бихәтәрлик министирлиқи байанатчиси мигуел мартинез һуҗумниң «пиланланлиқ» қилинғанлиқини билдүрди.

мартинез шайка әзалири қаравулларни һошсизлаштуруп, түрмә ачқучлирини алғичә болған җәрйанни хатирилигән бихәтәрлик камералириниң кейинчә бузулғанлиқини уқтурди.

пайтәхт тегусигалпаға қарашлиқ тамара йезисиға җайлашқан айаллар түрмисидә түнүгүн әтигәндә топилаң вә тоқунуш йүз бәргән иди.

мара салватруча шайкиси билән баририйо 18 шайкиси оттурисида йүз бәргән тоқунуш сәвәбидин, түрмә әтрапиға нурғун бихәтәрлик хадимлири йолланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر