петтерй орпо финландийәниң баш министири болди

финландийә парламентидики омумий сайламда биринчиликни қолға кәлтүргән вә бирләшмә һөкүмәт қуруш музакирилирини башлиған мәмликәтлик иттипақ партийәсиниң рәһбири петтерй орпо баш министирлиққа сайланди.

2002269
петтерй орпо финландийәниң баш министири болди

түркийә авази радйоси хәвири: финландийә парламентиниң йазма байанатида, орпониң парламенттики сайламда 81 гә қарши 107 авазға еришип, баш министирлиққа сайланғанлиқи билдүрүлди.

қаидә бойичә, аваз ташлаш нәтиҗиси пирезидент саули нинистоға сунулиду. нинисто бүгүн йеңи баш министир вә һөкүмәтни вәзипигә тәйинләйду.

2007-йилдин буйан парламент әзаси болуп вәзипә өтәп келиватқан орпо 2016-йилдин бери мәмликәтлик иттипақ партийәсиниң рәиси болған иди.

финландийәдә йеңи һөкүмәтниң мәмликәтлик иттипақ партийәсидин сәккиз министири, һәқиқий финландийә партийәсидин йәттә, шиветсийә хәлқ партийәси вә хиристийан демократлар партийәсидин төт министири болуп, җәмий 19 министири болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر