пакистанда шиддәтлик йамғур сәвәбидин йәттә киши қаза қилди

пакистанниң хәйбәр пахтонхва өлкисигә еғир тәсир көрсәткән қаттиқ йамғур сәвәбидин йәттә киши қаза қилип, 72 киши йариланди.

2002273
пакистанда шиддәтлик йамғур сәвәбидин йәттә киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: пакистанда чиқидиған «сәһәр гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, қаттиқ йамғур хәйбәр пахтонхва билән тутишидиған банну вә пешавур шәһиридә турмушни  паләч һалға чүшүрүп қойған.

йамғур кәлтүрүп чиқарған апәт вә йүз бәргән вәқәләрдә, баннуда бәш киши вә пешавурда икки киши һайатидин айрилип, 72 киши йариланған.

күчлүк шамал сәвәбидин бәзи районларда өйләр зийанға учриған.

 шиддәтлик йамғур кәлкүн апәтлриигиму сәвәб болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر