пакистан баш министири ши җинпиңдин чоңқур миннәтдар икәнликини ейтти

пакистан билән хитай чашма (Chashma) йадро електр истансисиға қиммити 4.8 милйард доллар болған 1200 мегаватлиқ йеңи йадро реактори йасаш келишими имзалиди.

2002593
пакистан баш министири ши җинпиңдин чоңқур миннәтдар икәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: «Geo News» телевизийәсиниң хәвиридә билдүрилишичә, пайтәхт исламабадта чашма йадро електр истансисиға 5-йадро реактор қазини йасаш келишимини имзалаш мурасими өткүзүлгән.

хитай мәмликәтлик йадро ширкити (CNNC) ниң башлиқи ваң йоңге билән пакистан атом енергийәси комитети(PAEC)  ниң башлиқи муһәммәд сәид, чашма йадро електр истансисиға қиммити 4.8 милйард доллар қиммитидә 1200 мегаватлиқ реактор қазини йасаш келишимини имзалиди.

мурасимға, пакистан баш министири шаһбаз шәриф қатнашти. у мәзкур келишимниң икки дөләтниң иқтисадий һәмкарлиқида келәчәк үчүн бесилған муһим қәдәм икәнликини билдүрди.

у 2023-йили февралда хитайниң йардимидә «K-3» йадро електр истансисиниң үчинчи реактор қазининиң ишқа кириштүрүлгәнликини, бүгүн (21-ийун) болса «5-чашма» реактор қазини үчүн имза қойулғанлиқини әскәртти.

у ахирида, хитайға иқтисадий йардими үчүн тәшәккүр ейтип, хитай рәиси ши җинпиңдин чоңқур миннәтдар икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر