исраилийә сақчилири мәсҗиди әқсаға һуҗум қилиш җәрйанида һәммәйләнни сиртқа қоғлап чиқарди

исраилийә сақчилири ишғалийәт астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқсаға һуҗум қилиш җәрйанида намаз оқуватқанлар, мәсуллар вә муһапизәтчиләрниң һммисини сиртқа қоғлап чиқарди.

2001905
исраилийә сақчилири мәсҗиди әқсаға һуҗум қилиш җәрйанида һәммәйләнни сиртқа қоғлап чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: шаһитларниң билдүрүшичә, исраилийә сақчилири ишғалийәт астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқсаға бесип киргән, арқидинла мәсҗиди әқсадики намаз оқуватқанлар, фонди җәмийәтләрниң мәсуллири вә муһапизәтчиләрниң һммисини сиртқа қоғлап чиқарған.

аридин бир мәзгил өткәндин кейин, сақчилар фонди җәмийәтләрниң мәсуллири вә муһапизәтчиләрниң қайтишиға рухсәт қилған, әмма һуҗумниң сәвәби һәққидә мәлумат  бәрмигән.

игилинишичә, исраилийә сақчилири илгирики һуҗумлирида мәсҗиди әқсадики фонди җәмийәтләрниң мәсуллири вә муһапизәтчиләрни сиртқа қоғлап чиқармайдикән. шуңа  исраилийә сақчилириниң бу қетим башқичә позитсийә тутуши қаттиқ наразилиқ қозғиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر