исраилийә армийәси 4 пәләстинликни өлтүрди

исраилийә армийәси ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики җенин шәһиригә қилған һуҗумида 4 пәләстинликни өлтүрди вә 42 адәмни йариландурди.

2001510
исраилийә армийәси 4 пәләстинликни өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә, исраилийә әскәрлири онларчә бироневик билән җенинға бесип киргән.

һуҗум җәрйанида исраилийә мәргәнлириму бәзи өйләргә орунлаштурулған.

буниңға наразилиқ билдүргән пәләстин аһалилири билән исраилийә әскәрлири оттурисида тоқунуш йүз бәргән.

исраилийә армийәси пәләстинлик йашларға оқ чиқириш, газ вә аваз бомбилири арқилиқ мудахилә қилған.

пәләстин сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, исраилийә әскәрлириниң җенинда елип барған һуҗуми давамида 4 пәләстинлик өлтүрүлгән, 42 пәләстинлик йариланған.

байанатта тәкитлинишичә, йаридарлардин бәшиниң әһвали еғир икән.

игилинишичә, тоқунушларда 7  исраилийә әскириму йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر