голландийәдә панаһланғучиларни қоллаш үчүн 1 милйон 300 миң йавро ианә топланди

голландийәдә миңлиған киши панаһланғучиларни қоллап йүрүш қилди вә бир нәччә саәт ичидила тәхминән 1 милйон 300 миң йавро ианә топлиди.

2001197
голландийәдә панаһланғучиларни қоллаш үчүн 1 милйон 300 миң йавро ианә топланди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәдә панаһланғучилар фонди җәмийити тәрипидин панаһланғучиларниң йеңи бир турмушқа еришиш арзуси билән бесип өткән узун мусапилиригә һәмминиң диққитини тартиш мәқситидә, бу йил (2023) 14- нөвәтлики әмәлгә ашурулған «панаһланғучилар кечиси» қоллаш йүрүшигә 5500 киши қатнашти.

паалийәт үчүн бекитилгән 10, 20 вә 40 километирлиқ йолниң бирини таллап йүрүшкә қатнашқан паалийәтчиләр, 1 милйон 278 миң 64 йавро ианә топлиди.

роттердам, харлем, ниҗмеген, амерсфорт вә тилбург шәһәрлиридә башланған 40 километирлиқ йүрүш, шу йәрниң вақти 24:00 тә башлинип чүштә ахирлашти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر