хитай муддәттин илгирики иссиқ долқунниң еғир тәсиригә учриди

хитай йаз пәслиниң бешида тинч окйанда әл нино һава бесими кәлтүрүп чиқиридиған муддәттин илгирики иссиқ ‏долқунниң еғир тәсиригә учриди.‏

2000994
хитай муддәттин илгирики иссиқ долқунниң еғир тәсиригә учриди


түркийә авази радйоси хәвири: хитай метеорологийә идариси тинч окйандики суниң иссип кетишини кәлтүрүп чиқиридиған муһитқа мунасивәтлик һава бесиминиң  хитайниң охшимиған җайлирида қаттиқ иссиқлиқ вә һөл-йеғинни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи һәққидә агаһландуруш елан қилди.

хитайниң шималидики районларда иссиқлиқ нормал пәсил өлчәмлиридин ешип кәтти.

хитайниң җәнуб тәрәпләридә қаттиқ йамғур вә кәлкүн апити йүз бәрди, оттура вә шималий районлирида болса, қаттиқ шамал вә қуйун апити һәққидә агаһландурушлар елан қилинди.

хитай метеорологийә идариси иссиқлиқ сәвәбидин көк рәңлик агаһландуруш елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر