германийәдә мис дәвригә тәвә бир қилич тепилди

германийәниң баварийә өлкисидә археологлар донав-рис районидики қезиш җәрйанида мис дәвригә тәвә бир  қилични байқиди.

2001008
германийәдә мис дәвригә тәвә бир қилич тепилди

түркийә авази радйоси хәвири: баварийә өлкилик йадикарлиқларни қоғдаш идарисиниң байанатиға асасланғанда, нордлинген шәһиридики қезиш җәрйанида, тарихи 3000 йил илгиригә тутишидиған вә парқирақлиқини сақлап қалған бир мис қилич тепилған.

сәккиз булуңлуқ дәстиси пүтүнләй мистин йасалған бу қилич миладидин илгирики 14-әсиргә тәвә дәп қаралмақта.

археологлар қилични арқа-арқидин дәпнә қилинған бир әр, бир айал вә бир балиниң қәбрисидин чиқарди.

баварийә асарә-әтиқиләрни қоғдашқа мәсул профессор матиас пифил археологларниң бу байқашни техиму йахши түргә айриш үчүн қилични вә җәсәтәрни тәкшүрүши керәкликини оттуриға қойди.

профессор матиас пифил қиличниң бүгүнгә қәдәр бундақ сақлинип қилишиниң пәвқуладдә иш икәнликини тәкитләп, «бу шәкилдики байқашлар наһайити аз учрайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر