нато дөләт мудапиә министирлири йиғинида, мудапиә селинмисини ашуруш тәләп қилинди

белгийә пайтәхти бирйусселда ечилған нато дөләтлириниң дөләт мудапиә министирлири йиғини иккинчи күнигә қәдәм қойди.

2000754
нато дөләт мудапиә министирлири йиғинида, мудапиә селинмисини ашуруш тәләп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири:  нато баш катипи столтенберг нато дөләт мудапиә министирлири йиғини рамкисида өткүзүлгән шималий атлантик кеңиши йиғининиң ечилишида сөз қилди.

у 11-12-ийул литванийәдә өткүзүлидиған нато рәһбәрләр йиғининиң тәййарлиқлирини музакирә қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у йавропа мудапиә пиланлирини көздин кәчүридиғанлиқлирини әскәртип, мудапиә санаәт ишләпчиқиришиниң ешиватқан тәләпләрни қандурушиға мунасивәтлик тәдбирләрниң елинидиғанлиқини қәйт қилди.

у өзлириниң йеңи вә техиму улуғвар мудапиә мәбләғ селиш вәдисини беридиғанлиқлирини, бу рамкида дөләт мудапиәсигә кәм дегәндә миллий ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %2 ни аҗритидиған чүшәнчә һасил қилинишини үмид қилдиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر