канадада қатнаш вәқәсидә 15 адәм қаза қилди

канаданиң манитоба өлкисидә йүз бәргән қатнаш вәқәсидә 15 адәм қаза қилди.

2000732
канадада қатнаш вәқәсидә 15 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: канада телевизийә истансиси «CTV News» ниң хәвиригә қариғанда, манитоба өлкисиниң карберей шәһиридин өтидиған өлкиләр ара ташйолда йүк машиниси билән бир мулазимәт машиниси соқулуп кәткән.

дәсләпки ениқлашларға қариғанда , вәқәдә 15 адәм қаза қилған.

давалаш әтрәтлири нәқ мәйданға йетип берип, йаридарларни қутқузған вә райондики дохтурханиларға әвәтилгән.

игилинишичә, қатнаш вәқәсигә учриған мулазимәт машиниси мейиплар, йашанғанлар йаки һәрикәт қилиш иқтидари аҗиз кишиләр ишлитидиған машина икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر