б д т дарфур райони вәзийитиниң йаманлишиватқанлиқи тоғрисида агаһландурди

б д т ички уруш давамлишиватқиниға үч ай болған суданниң дарфур районида, вәзийәтниң инсаний балайиапәткә қарап йүзлиниватқанлиқи тоғрисида агаһландурди.

2000528
б д т дарфур райони вәзийитиниң йаманлишиватқанлиқи тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири:  б д т ниң инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катипи вә җиддий йардәм кординатори мартин гирифтис суданниң дарфур районидики вәзийәт тоғрисида йазма байанат елан қилди.

у байанатида: «дарфур вәзийити тезликтә балайиапәткә қарап меңиватиду. дунйа буниңға йол қоймайду, балайиапәт қайта йүз бәрмәйду» деди.

у судандики тоқунушларниң үчинчи ейиға қәдәм қойғанлиқини билдүрүп, судандики инсаний вәзийәтниң йаманлишиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у 1 милйон 700 миң кишиниң өй-маканлиридин айрилғанлиқини, буларниң ичидә 500 миңға йеқин кишиниң суданниң сиртида панаһлиқ тилигәнликини билдүрди.

у мундақ деди:

«мән дарфурдики кишиләрниң турмушиниң қабаһәтлик чүшкә петип қалған шараитидин қаттиқ әнсирәймән.»

у дөләт ичидики йәрлик тәшкилатларни өз ичигә алған инсанпәрвәрлик йардәм органлириниң пүтүн күчи билән җан қутқузидиған әшйаларни толуқлаш вә буларни җайиға йәткүзүш үчүн тиришиватқанлиқини, әмма тоқунушларниң бу тиришчанлиқларға тосқунлуқ қиливатқанлиқини билдүрди.

у: «хәлқләр арисида зораванлиқлар кеңийиватиду, 20 йил илгири дарфурда йүз бәргән әҗәллик тоқунушларни улғайтқан етник зиддийәтниң қайтидин башлинидиғанлиқи тоғрисида тәһдит селинмақта» деди.

судан армийәси илгири қоллиған, әмма мустәқил вә параллел армийә сүпитидә һәрикәт қилғанлиқи үчүн тәһдит дәп қаралған тез йардәм қилиш қораллиқ күчлириниң икки йил ичидә армийә тәркибигә киришини тәләп қилған иди.

тез йардәм қилиш қораллиқ күчлири хәлқ һөкүмити қурулуп 10 йилдәк вақит ичидә буни қобул қилалайдиғанлиқини җакарлиши билән башланған еғиз уруши сәвәбидин оттуриға чиққан кәскин вәзийәт,  15-апрел (2023) әтигәндә пайтәхт хартум вә һәр қайси шәһәрләрдә қораллиқ тоқунушқа айланған иди.

дунйа сәһийә тәшкилати суданда давамлишиватқан тоқунуш сәвәбидин 850 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 5500 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر