гутеррес судандики тоқунушниң күнсери күчийиватқан «етник тәрипи» дин  қаттиқ әндишә қилмақта

судандики тоқунушниң күнсери күчийиватқан «етник тәрипи» гә қарита, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутерресниң қаттиқ әндишә һес қиливатқанлиқи билдүрүлди.

1999491
гутеррес судандики тоқунушниң күнсери күчийиватқан «етник тәрипи» дин  қаттиқ әндишә қилмақта

түркийә авази радйоси хәвири: б д т баш катибатлиқи байанатчиси гутерресниң судандики тәрәпләргә қайтидин «тоқунушни ахирлаштуруш чақириқи» елан қилғанлиқини әскәртти.

байанатта, гутерресниң б д т ниң судан хәлқини қоллайдиғанлиқини қайта тәкитлигәнлики вә 9 милйон киши инсанпәрвәрлик йардәмгә моһтаҗ һалға чүшүп қалған вәзийәттә булаңчилиқниңму ахирлишиши керәкликини тәкитләнгәнлики уқтурулди.

гутерресниң дарфурдики вәзийәттин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, баш катипниң районда кәң көләмлик зораванлиқ вә пуқраларниң өлүмлиридин чөчүгәнлики уқтурулди.

байанатта, «баш катип судандики тоқунушниң күнсери күчийиватқан етник тәрипи вә җинсий зораванлиқ тәрипигә қарита, қаттиқ әндишә қилмақта» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر