бирмада һәрбий өзгириштин кейинки 20 айда 6337 пуқра өлтүрүлди

бирмада 2021-йили февралда һәрбий өзгириш йүз бәргәндин буйанқи дәсләпки 20 айда өлтүрүлгән пуқраларниң сани 6337 гә йәтти.

1999470
бирмада һәрбий өзгириштин кейинки 20 айда 6337 пуқра өлтүрүлди

түркийә авази радйоси хәвири: осло тинчлиқ тәтқиқат инсититути тәрипидин елан қилинған доклатта, һәрбий өзгириштин кейинки 20 ай ичидә бирмада өлтүрүлгән вә йариланған пуқраларниң сани тәһлил қилинди.

доклатқа асасланғанда, 2021-йили 1- февралдин 2022-йили 30-сентәбиргичә болған арилиқта, «сийасий сәвәб» ләр билән 6337 киши өлтүрүлүп, 2614 киши йаридар қилинған.

буниңдин башқа йәнә, бу өлүмләрндин 3 миңини армийә, сақчи вә әскәрләр кәлтүрүп чиқарған болса, 2 миң 152 ини қораллиқ өктичи гуруппилар кәлтүрүп чиқарған.

доклатта, «бу сан таратқулардики санлиқ мәлуматлардин хелила йуқири, әмма бу санлиқ мәлумат ишәнчлик хәвәр мәнбәлиридин елинған җенидин айриғанларниң санини асас қилиду» дейилди.

бирма армийәси 2020-йилдики чоң сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқини вә дөләттә сийасий җиддийлик пәйда болғанлиқиини баһанә қилип 2021-йили 1-февралда һакимийәтни тартивалған иди.

армийә дөләтниң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучи қатарлиқ нурғун әмәлдарлар вә һакимийәт бешидики партийә рәһбәрлирини қолға елип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر