мадуро: түркийә вә сәуди әрәбистан зийаритим мувәппәқийәтлик өтти

венезуела пирезиденти николас мадуро түркийә вә сәуди әрәбистан зийаритиниң «интайин мувәппәқийәтлик» өткәнликини билдүрди.

1997096
мадуро: түркийә вә сәуди әрәбистан зийаритим мувәппәқийәтлик өтти
maduro-prens selman.jpg
erdogan-maduro.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела пирезиденти николас мадуро аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән бирликтә чүшкән хатирә сүрәтлирини һәмбәһирлиди.

у байанатида, венезуеланиң түркийә вә сәуди әрәбистан билән қурған мустәһкәм һәмкарлиқ мунасивәтлириниң мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бизниң түркийә, сәуди әрәбистан қатарлиқ достанә дөләтләрдики хәлқаралиқ дипломатик паалийәтләр күнтәртипимиз толуқ мувәппәқийәтлик болди, шундақла истиратегийәлик саһәләрдә мустәһкәм, өзара йардәм бериш вә һәмкарлиқ көврүкини селишимизға шараит йаритип бәрди. йеңи дунйада һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш вә мунасивәтләрни техиму мустәһкәмләш ирадимиз қәтий.»

венезуела пирезиденти николас мадуро 3-ийун күни (2023) пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән «вәзипә өтәшкә башлаш мурасими» ға қатнашқаниди.

у түнүгүн (7-ийун) сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридики «салам сарийи» да, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән бир йәргә җәм болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر