канададики дала от апәтлири америкаға тәсир көрситишкә башлиди

канададики дала от апәтлири америка қошма иштатлиридиму турмушқа пассип тәсир көрситишкә башлиди.

1996873
канададики дала от апәтлири америкаға тәсир көрситишкә башлиди
abd hava kirliligi.jpg
abd hava kirliligi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: нйу йоркниң һава сүпити хатирилинишкә башлиғандин буйанқи әң начар сәвийәгә йәтти؛ булғиниш дәриҗисиниң 200 дин ешип кетиши әң йуқири бөләк вә хәтәрлик һаләт һесаблиниду.

нйу йорк шәһири вә униң әтрапи ис- түтәк билән қапланған болуп, амма начар һаварайиниң тәсиридин қоғдиниш үчүн маска тақашқа башлиди.

америка пирезиденти җо байдин канада баш министири җастин трудо билән телефонлишип, от апитигә тақабил турушта қилинидиған қошумчә йардәмләргә мунасивәтлик тәпсилатларни музакирә қилди.

114 милйон адәмгә тәсир көрсәткән һаваниң булғиниш хәвпиниң төвәнлигән һалда җүмә күнигичә давамлишиши мөлчәрләнмәктә.

һавадики исраилийә–түтәкләр түпәйли нйу йорк районидики нйуарк вә лагуардийа айродурумлиридики нөвәтчи айропиланларниң қатнишида қалаймиқанчилиқ көрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر