фирансийәдә пичақлиқ һуҗум йүз бәрди

фирансийәниң аннесй шәһиридә йүз бәргән пичақ һуҗумида, сәккиз бала болуп җәмий тоққуз адәм йариланди.

1997230
фирансийәдә пичақлиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, аннесй  шәһиридә бир киши бағчидики кишиләргә пичақ билән һуҗум қилған. һуҗумда, сәккиз бала болуп җәмий тоққуз киши йариланған. сақчилар гумандарни тутқан.

һуҗумда йариланған үч кишиниң әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

фирансийә пирезиденти макрон твиттерда байанат елан қилип, һуҗумни «қорқунчақлиқ» дәп атиди.

у һуҗум тоғрисида: «хәлқ әндишә ичидә» деди вә йаридарларниң аилилиригә сәвр тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر