иранниң рийад әлчиханиси қайта ечилди

иранниң сәуди әрәбистан пайтәхти рийадтики әлчиханиси аридин йәттә йил өткәндин кейин қайта ечилди.

1996401
иранниң рийад әлчиханиси қайта ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран телевизийәсиниң хәвиригә қариғанда, иранниң рийад әлчиханисиниң ечилиш мурасимиға иран муавин ташқи ишлар министири әли риза бигдәли қатнашқан.

 сәуди әрәбистанда 2016-йили 1-айниң 2-күни шиә алим нимр әннимрни өз ичигә алған 47 киши «террорлуқ» җинайити билән әйиблинип өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди.

иран даирилириниң өлүм җазасиға наразилиқ билдүрүп, арқиму арқа байанатларни елан қилишидин кейин, сәуди әрәбистанниң теһран әлчиханиси вә мәшһәд шәһиридики консулхана бинасиға ирандики намайишчилар тәрипидин от қойуветилгәниди.

бу һуҗумлардин кейин, сәуди әрәбистан һөкүмити 3-йанвар (2016) иран билән дипломатик мунасивәтни үзгәнликини елан қилғаниди.

рийад билән теһран аридин йәттә йил өткәндин кейин, 10 – март (2023) күни бейҗиңда хитай даирилириниң мурәссәчиликидә дипломатик мунасивәтләрни икки ай ичидә қайтидин әслигә кәлтүрүшкә пүтүшкәниди.

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири фәйсәл бин фәрһан 6-апрел күни бейҗиңда көрүшүп, икки дөләтниң әлчиханилирини қайтидин ечиш, икки дөләт оттурисидики айропилан сәпәрлирини қайтидин ишқа кириштүрүш вә виза рәсмийәтлирини қолайлаштуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғаниди.

иран 23-май күни муавин ташқи ишлар министири әли риза енайетиниң рийад баш әлчиси сүпитидә вәзипигә тәйинләнгәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر