еммануел макрон фирансийәдә черкавларға ианә сәпәрвәрлики башлиди

фирансийәдә һөкүмәт төвән хамчотлуқ черкавларни қоғдаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн ианә сәпәрвәрлики башлиди.

1996249
еммануел макрон фирансийәдә черкавларға ианә сәпәрвәрлики башлиди

түркийә авази радйоси хәвири: фирансийә елисе сарийиниң байанатиға асасланғанда, пирезидент макрон түнүгүн (6-ийун) норманди деңиз қирғиқидики б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгән монт сайнт мишел черкави йасалғанлиқиниң 1000 – йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш паалийитигә қатнашқан.

макрон дөләт ичидики мәдәнийәт қурулушлирини қоғдаш үчүн кәң көләмлик йардәм сәпәрәврлики башлашқа пәрман чүшүргән.

фирансийәдә 50 миңға йеқин ибадәтханидин 10 миң 500 и фирансийә мәдәнийәт министирлиқиниң йардими билән қоғдиливатқан болуп, елисе сарийи болупму нопуси аз районлардики черкавларниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн кәң көләмлик йардәм сәпәрвәрликини башлиди.

йиғилған ианиләрниң 2019-йили апрелда көйүп кәткән вә әслигә кәлтүрүш хизмәтлири давамлишиватқан пайтәхт париждики тарихий әһмийәткә игә нотредам катедралиға ишлитилиши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر