писториус: германийәниң енергийәдә русийәгә тайиниши «күтүлмигән дәриҗидә» азайди

германийә дөләт мудапиә министири борис писториус германийәниң енергийә саһәсидә русийәгә болған тайинишиниң «күтүлмигән дәриҗидә» азайғанлиқини ейтти.

1996268
писториус: германийәниң енергийәдә русийәгә тайиниши «күтүлмигән дәриҗидә» азайди

түркийә авази радйоси хәвири:  борис писториус һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида мәнсәпдеши раҗнат синги билән учришиштин илгири «The Indian Express» гезитигә бәргән байанатида, русийә-украина урушиниң тәсирлири үстидә тохталди.

писториус германийәниң енергийә саһәсидә русийәгә тайинишни «күтүлмигән дәриҗидә» азайтқанлиқини вә москва билән болған мунасивәтләрдә алақини үзүш әмәс, бәлки хәтәрни азайтиш сийаситини йолға қойғанлиқини билдүрди.

борис писториус йавропаниң бихәтәрликигә тарихий әһмйәткә игә тәсири болған русийә-украина урушиниң, германийәниң мудапиәгә тутқан позитсийәсини өзгәрткәнликини тәкитләп, өзлириниң бихәтәрлик сийаситиниң бир вастиси сүпитидә қорал експорти үчүн көрсәткүч салаһийәткә игә германийәниң тунҗи дөләт бихәтәрлик истратегийәсини тәтқиқ қиливатқанлиқини йетти.

писториус украинани қоллаш үчүн йавропа иттипақи дөләтлири башлиған һәрбий әслиһә ишләпчиқириш тәшәббусиниң йавропа иттипақиға әза болмиған дөләтләргиму йүзлиниши керәкликини тәкитлиди.

германийә дөләт мудапиә министири борис писториус москва даирилириниң русийә-украина урушиға шималий атлантик әһди тәшкилатини мәсул дәп әйиблишиниң «опочуқ йалғанчилиқ» икәнликини тилға елип, мудапиә һәмкарлиқи болған шималий атлантик әһди тәшкилатини әйибләш русийәниң «қанунға һөрмәтсизлик қилиғанлиқи» ниң очуқ ипадиси икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر