финландийә тоққуз рус дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

финландийә һөкүмити русийәниң хелсинкидики әлчиханисида истихбарат хадими болуп ишләватқан тоққуз хадимни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди.

1996320
финландийә тоққуз рус дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә һөкүмити йазма байанат елан қилип, финландийә пирезиденти саули ниинисто вә министирлар кеңишиниң йиғин чақирип, нөвәттики өзгиришләрни музакирә қилғанлиқини уқтурди.

йиғинда, русийә - украина уруши вә йавропаниң нөвәттики бихәтәрлик вәзийитиниң музакирә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта: «пирезидент билән министирлар кеңиши каховка тосмисиниң өрүлүп чүшүшини инсаний вә муһит апити сүпитидә әйибләйду. тосминиң партлиши украина пуқралири вә муһитқа кәң көләмдә зийан йәткүзгән урушниң йеңичә шәкилдә тәрәққий қиливатқанлиқидин дерәк бериду. буниңдин башқа, москваниң финландийәдә турушлуқ әлчиханисида ишләйдиған тоққуз истихбарат хадимини чеградин қоғлап чиқириш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинди. бу кишиләр <вийенна дипломатик мунасивәтләр әһдинамиси>гә хилап һәрикәтләрни садир қилди. (финландийә) ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә русийә әлчиханисини вақипландуриду» дегән ибариләргә орун берилди.

финландийә ташқи ишлар министирлиқиму твиттердики адресида учур һәмбәһриләп, русийә вәкилиниң министирлиққа чақиртилип, русийәниң хелсинкидики әлчиханисида ишләйдиған «истихбарат хадими» дәп ениқлима берилгән тоққуз хадимни чеградин қоғлап чиқиришиниң қарар қилинғанлиқини уқтурғанлиқини җамаәтчилик билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر