«макрон фирансийә - түркийә мунасивәтлирини илгири сүрүшни халайду»

фирансийә пирезидент макронниң фирансийә – түркийә мунасивәтлирини илгири сүрүшни халайдиғанлиқини билдүрди.

1994356
«макрон фирансийә - түркийә мунасивәтлирини илгири сүрүшни халайду»

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси анни клайир легрендре пирезидент еммануел макронниң қайта сайланған түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға түркчә вә фирансузчә тәбрик байанати елан қилишиниң, униң фирансийә билән түркийә мунасивәтлирини йахшилаш арзусиниң намайәндиси икәнликини ейтти.

анни клайир легрендре фирансийә ташқи ишлар министирлиқиниң һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

легрендре түркийәдә өткүзүлгән иккинчи басқучлуқ җумһур рәис сайлиминиң нәтиҗиси, бу нәтиҗиниң кәлгүсидә түркийә – фирансийә мунасивәтлиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқиға даир соалға, фирансийә пирезиденти еммануел макронниң түркийәдә өткүзүлгән бу сайлам һәққидә байанат елан қилғанлиқини вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән телефонда көрүшкәнликини әскәртти.

у макронниң йавропада қайтидин тинчлиқ орнитилиши, йавропа - атлантик окйан иттипақиниң келәчики, ақдеңиздики хирислар қатарлиқ фирансийә билән түркийәниң бирликтә йеңишигә тегишлик чоңқур мәсилиләрниң барлиқини ейқанлиқини байан қилди.

легрендре макронниң әрдоғанни қайта сайланғанлиқи мунасивити билән тәбриклигәнликини вә фирансийә -  түркийә мунасивәтлирини йахшилашни халайдиғанлиқини тәкитлиди.

у йәнә, әрдоған билән макронниң пат йеқинда йүзтуранә көрүшүш тоғрилиқ бирдәклик һасил қилғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر