исраилийә армийәси пәләстинликләрни тутқун қилди

исраилийә армийәси ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики охшимиған нуқтиларда 33 пәләстинликни тутқун қилди.

1994098
исраилийә армийәси пәләстинликләрни тутқун қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин әсирләр кулубиниң йазма байанатиға қариғанда, исраилийә армийәси бүгүн  әтигән тәрәпләрдә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң нурғун җайлирида пәләстинликләргә һуҗум қилишни давамлаштурған.

исраилийә армийәси бу җәрйанда 33 пәләстинликни тутқун қилған.

игилинишичә, исраилийә тәрәп бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر