нато косовоға қошумчә әскәр әвәтишни қарар қилди

шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг натониң косодики тинчлиқ сақлиғучи қисимлирини күчәйтиш мәқситидә әвәтилидиған қошумчә әскәр саниниң 700 икәнликини билдүрди.

1993574
нато косовоға қошумчә әскәр әвәтишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг 31 – майдин 1 – ийунғичә натоға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң бирәсмий йиғини өткүзүлидиған норвегийәниң пайтәхти ослуда норвегийә баш министири җонас гаһр стор билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

баш катип йенс столтенберг йеқинқи күнләрдә җиддийчилик күчийип кәткән косово тоғрисида тохтлип, косово тинчлиқ сақлаш қисимлириға қилинған һуҗумда 30 әскәрниң йариланғанлиқини билдүрди вә һуҗумни әйиблигән һалда: «қобул қилғили болмайдиған бу хил һуҗумлар чоқум дәрһал тохтитилиши керәк. косово тинлчиқ сақлаш қисимлири вә нато барлиқ зөрүр тәдбирләрни қоллинип, косоводики барлиқ пуқраларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиду. биз б д т ниң буйруқиға асасән, тәрәпсиз һәрикәт қилишни давамлаштуримиз» деди.

ғәрбий балқан райони үчүн тәшкил қилинған запас қисимлардин 700 әскәрни косовоға әвәтишниң қарар қилинғанлиқини билдүргән столтенберг, бир баталийон әскәрниң тәййарлиқ дәриҗисиниң йуқири көтүрүлгәнликини, зөрүр тепилғанда , бу әскәрләрниңму косово тинчлиқ сақлаш қисимлириға йардәмчи болуш үчүн косовоға әвәтилидиғанлиқини ейтти.

у сөзини давамлаштуруп: «зораванлиқ вәқәлири косово вә пүткүл районни чекинишкә йүзләндүрмәктә, йавро-атлантик окйанниң арзулириға зийан йәткүзмәктә. приштина билән белград җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн зөрүр тәдбирләрни қоллиниши,  мәсулийәтсизләрчә һәрикәтләрни қилиштин сақлиниши вә йавропа иттипақи қолайлиқ йаритип бәргән сөһбәт мусаписигә қәдәм қойуши керәк. бу тинчлиқни давамлаштурушниң бирдинбир йолидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر