конгода қозғилаңчиларниң һуҗуми сәвәбидин 15 пуқра қаза қилди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики бени шәһиридә, дәсләпки хәвәрләргә қариғанда, қозғилаңчиларниң һуҗуми сәвәбидин 15 пуқра қаза қилған.

1993568
конгода қозғилаңчиларниң һуҗуми сәвәбидин 15 пуқра қаза қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, бенигә қарашлиқ кайнама районида қозғилаңчи демократик иттипақдаш қисимлири (ADF) ниң әзалири пуқраларға һуҗум қилған. һуҗумда 15 пуқра һайатидин айрилип, 9 пуқра йоқап кәткән.

уганда вә конго демократик җумһурийитидә 1990-йилларниң ахиридин буйан паалийәт башлиған қозғилаңчи демократик иттипақдаш қисимлири (ADF) ниң һуҗумлири сәвәбидин 2014 – йилидин буйан миңлиған пуқраниң қаза қилғанлиқи вә 100 миңлиған кишиниң өй-маканлиридин айрилғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر