германийәдә җамәгә от қойуп бериш қилмиши тәкшүрүлүшкә башланди

германийә сақчилири ханновер шәһиридики «миллий гөрүш» ислам җәмийитигә аит чоң җамәниң қорусида йүз бәргән от апитини тәкшүрүшкә башлиди.

1993467
германийәдә җамәгә от қойуп бериш қилмиши тәкшүрүлүшкә башланди

түркийә авази радийоси хәвири: төвәнки саксонйа өлкисигә җайлашқан миллий гөрүш» ислам җәмийитиниң тармиқи болған «шура» җәмийитиниң мәсули рәҗәп билгән  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, ханновер шәһиридики «миллий гөрүш» ислам җәмийитигә аит әң чоң җамәниң қорусиниң от қойуп бериш һуҗумиға учриғанлиқини ейтти.

у бу һуҗумниң солинген шәһиридә бир түрк аилисиниң 5 әзаси қаза қилған ирқчилиқ характерлик от  қойуп бериш һуҗуминиң  30-йиллиқи мәзгилидә йүз бәргәнликини тәкитләп мундақ деди: «биз бу вәқәниң тәкшүрүлүп  толуқ айдиңлаштурулушини вә ибадәтханилиримизниң қоғдилишини тәләп қилимиз.»

ханновер шәһәрлиқ сақчи идарисиниң билдүрүшичә, от апити дүшәнбә күни кәчтә  мәзкур җамәниң қорусиға җайлашқан бир ресторанниң сиртидин башланған вә қошнилар тәрипидин өчүрүлгән.

от апитидә бәзи орундуқлар, бинаниң сирти вә деризиси зийанға учриған, җамәниң ички қисмида болса һечқандақ зийан көрүлмигән.

германийәдә алдинқи йили дөләт миқйасида кәм дегәндә 610 ислам дүшмәнлики җинайити садир қилинған, 62 җамә һуҗумға учриған, кәм дегәндә 39 адәм ислам дүшмәнлики характерлик зораванлиқ вәқәлири сәвәбидин йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر